пәләстин хәлқиниң утуққа еришиши үчүн түркийә муһим рол ойнайду

ташқи ишлар министири хақан фидан түркийәниң районға қаратқан сийаситидә венезуеланиң интайин муһим орунға игә икәнликини ейтти.

2106979
пәләстин хәлқиниң утуққа еришиши үчүн түркийә муһим рол ойнайду
Yvan Gil-Hakan Fidan.jpg
hakan fidan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хақан фидан венезуеланиң пайтәхт каракаста венезуела ташқи ишлар министири йван гил билән көрүшкәндин кейинки бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

министир хақан фидан түркийә билән венезуеланиң һәр сәвийәдә интайин үнүмлүк вә йахши мунасивәтни сақлап кәлгәнликини, иқтисад, сода, канчилиқ, енергийә, деһқанчилиқ вә сайаһәт қатарлиқ саһәләрдә зор йошурун күчкә игә икәнликини әскәртти.

хақан фидан: «түркийәниң районға қаратқан сийаситидә венезуела интайин муһим орунға игә. биз болупму район характерлиқ мәсилиләр вә хәлқаралиқ мәсилиләрдә венезуела билән ортақ мәйданда туруп кәлгән нурғун ишлар бар, билгиниңлардәк буларниң ичидики әң муһим мәсилә пәләстин мәсилисидур» деди.

хақан фидан пәләстиндә давамлишиватқан адаләтсизлик, зулум, қанунсизлиқ, қош өлчәм вә хәлқара ситемидики чирип кетишкә қарши тутқан мәйдани үчүн венезуела пирезиденти николас мадуро вә ташқи ишлар министири гилға рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрүп, «бу мәйдандики дөләтләриң саниниң ешишиға әгишип, һәқиқий пәйда болидиған бесим техиму күчийиду вә биз бирликтә бу зулумниң алдини алалаймиз» деди.

венезуела ташқи ишлар министири гилму пәләстин хәлқини қоғдаш вә ирқий қирғинчилиқни әйибләштә икки дөләтниң ортақ мәйданда туруп кәлгәнликини әскәртип, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң пәләстингә тутқан позитсийәсидин өзлириниң «пәхирлинидиғанлиқлирини», әрдоғанниң мадуро билән биргә исраилийәниң қилмишлирини әйиблигәнликини билдүрди.

венезуела ташқи ишлар министири гил: «исраилийәниң пәләстин хәлқигә қилған ирқий қирғинчилиқини вә һуҗумлирини әйибләймиз. түркийәниң ислам дунйасидики рәһбәрликини, мусулманлар дунйасидики рәһбәрликини вә райондики рәһбәрликини қәдирләймиз. биз пәләстин хәлқиниң утуққа еришиши үчүн түркийә муһим рол ойнайду, дәп қараймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر