әрдоған: 5-әвлад күрәшчи айропилан ишләпчиқиришта һалқилиқ бир өткәлни арқида қалдурдуқ
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң 5-әвлад күрәшчи айропилан ишләпчиқиришта интайин һалқилиқ бир өткәлни арқида қалдурғанлиқини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси әрдоған, партийәсиниң афйонқараһисарда өткүзүлгән чоң йиғилишида сөз қилди.
бүгүн өзлириниң түркийә мудапиә санаитиниң йәнә бир иптихарлиқ күнини баштин кәчүргәнликлиригә ишарәт қилип: «миллий күрәшчи айропиланимиз — каан (қаған) бүгүн тунҗи учушни мувәппәқийәтлик тамамлиди؛ биз йасидуқ вә йасашни давамлаштуримиз» деди.
каанниң бәәйни F-16 гә охшайдиғанлиқини оттуриға қойған әрдоған, түркийәниң 5-әвлад күрәшчи айропилан ишләпчиқиришта интайин һалқилиқ бир өткәлни арқида қалдурғанлиқини тәкитлиди.
әрдоған түркийәниң учқучисиз һава аппаратлирини, ақинҗи вә қизиләлмани йасап чиққанлиқиға ишарәт қилип: «биз мудапиә санаити саһәсидә хәлқимизгә йеңи хуш хәвәрләрни беришни давамлаштуримиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
гиретсийә баш министири кирийакос митсотакис әтә түркийәгә йетип келиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә митсотакисниң зийаритини қобул қилиду.