йашар гүләр сомали дөләт мудапиә министирини қарши алди

дөләт мудапиә министири йашар гүләр сомали дөләт мудапиә министири абдулқадир муһәммәд нур билән көрүшти.

2099500
йашар гүләр сомали дөләт мудапиә министирини қарши алди

түркийә авази радийоси хәвири: министир гүләрниң рәсмий тәклипигә бинаән пайтәхт әнқәрәгә йетип кәлгән сомали дөләт мудапиә министири абдулқадир муһәммәд нур министирлиқта рәсмий мурасим билән қарши күтүвелинди.

икки министир мурасимдин кейин, ахбаратқа йепиқ шәкилдә айрим вә һәйәтләр ара учрашти.

йиғинда, икки тәрәплик һәрбий мунасивәт вә мудапиә санаитидә ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر