хақан фидан күрдистан вәтәнпәрвәрлик бирләшмиси (KYB) һөкүмитини агаһландурди

дипломатийә министири хақан фидан күрдистан квәтәнпәрвәрлик бирләшмиси (KYB) ниң ирақниң сулайманийә шәһиридики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к билән болған һәмкарлиқиниң униму дүшмән синипиға киргүзүп қойғанлиқини көп қетим уқтурғанлиқини билдүрди.

2097429
хақан фидан күрдистан вәтәнпәрвәрлик бирләшмиси (KYB) һөкүмитини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан бир телевизийә пирограммисида күнтәртиптики мәсилиләргә даир соалларға җаваб бәрди.

террорлуққа қарши күрәшни биринчи мәсилә сүпитидә көридиғанлиқлирини билдүргән хақан фидан, сулайманийәдики күрдистан (кордистан) вәтәнпәрвәрлик бирләшмиси (KYB) һөкүмитиниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к билән өзини йирақлаштурмиғанлиқидин биарам болғанлиқини билдүрди.

хақан фидан күрдистан вәтәнпәрвәрлик бирләшмисиниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к билән һәмкарлишиватқанлиқидин ибарәт һәқиқәтниң узундин буйан күнтәртиплиридә икәнликини тәкитләп, уларға бу әһвалниң кордистан вәтәнпәрвәрлик бирләшмисини дүшмәнләр синипиға киргүзүп қойғанлиқини көп қетим уқтурғанлиқини ейтти.

хақан фидан күрдистан вәтәнпәрвәрлик бирләшмиси һөкүмитигә хата йолдин қайтиш чақириқини қайта тәкитләп, әксичә болғанда, түркийәниң техиму илгирилигән қәдәмләрни ташлиши зөрүр болидиғанлиқи һәққидә алаһидә агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر