оттура шәрқниң әң күчлүк армийәси, түркийә қораллиқ қисимлири болди

американиң «йәршари от күчи тор бекити» тәрипидин елип берилған тәтқиқат нәтиҗисидә, оттура шәрқниң әң күчлүк армийәлири баһаланди.

2095485
оттура шәрқниң әң күчлүк армийәси, түркийә қораллиқ қисимлири болди

түркийә авази радийоси хәвири: «йәршари от күчи тор бекити» оттура шәрқтики һәр қайси дөләтләрниң армийәлирини тәтқиқ қилип баһалиди. тәтқиқатта, дөләтләрниң техникиси, һәрбий қисимлириниң сани, малийә әһвали, әшйа обороти, йөткилишчанлиқи вә җуғрапийәлик орни қатарлиқ 60 нәччә амил баһаланди.

буниңға асасланғанда, «йәршари от күчи 2024» ниң әң күчлүк қошун тизимликидә, түркийә қораллиқ қисимлири дунйа бойичә 3 - орунда, оттура шәрқтә 1-  орунда турған.  оттура шәрқтики алдинқи 10 дөләтниң рәт тәртипи төвәндикичә:

1- түркийә

2- иран

3- мисир

4- исраилийә

5- сәуди әрәбистан

6- ирақ

7- әрәб бирләшмә хәлипилики

8- сүрийә

9- қатар

10- кувәйт



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر