ибраһим калин һәсән туран вә әршат салиһи билән көрүшти
түркийә истихбарат идариси башлиқи ибраһим калин ирақ түркмән фиронти (ITC) ниң рәиси һәсән туран вә кәркүк парламент әзаси әршат салиһи билән көрүшти.
түркийә авази радийоси хәвири: истихбарат идариси башлиқи ибраһим калин ирақниң әрбил шәһиригә берип, ирақ күрдистан (кордистан) демократик партийәсиниң рәиси мәсут барзани вә ирақ күрт (корд) районлуқ һөкүмитиниң баш министири мәсрур барзани билән көрүшти.
учришишиларда райондики өзгиришләр, икки тәрәплик мунасивәтләр вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши үнүмлүк күрәш қилиш музакирә қилинди, сөһбәттә түркийәниң террорлуққа қарши күрәштики қәтий ирадиси ениқ тәкитләнди.
ибраһим калин алдинқи һәптидики ирақ зийарити җәрйанидиму ирақ пирезиденти абдуллатиф рәшид, ирақ баш министири муһәммәд шийа әссуданидин башқа, шиә вә сүнний гурупипиларниң вәкиллири һәмдә түркмән вәкилләр билән көрүшкән иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә ғәззәгә йардәм бериштә алдинқи орунда туриду
түркийә ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәм бериштә дунйа бойичә алдинқи орунда туриду.
түркийә биразилийәгә тәзийә билдүрди
түркийә биразилийәдики кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанлар үчүн биразилийәгә тәзийә билдүрди