хақан фидан албанийә, булғарийә вә руминийәдә рәсмий зийарәттә болиду

ташқи ишлар министири хақан фидан 28 – йанвардин 31 - йанварғичә болған арилиқта албанийә, булғарийә вә руминийәдә рәсмий зийарәттә болиду.

2094248
хақан фидан албанийә, булғарийә вә руминийәдә рәсмий зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи хақан фиданниң рәсмий зийарити һәққидә йазма байанат елан қилди.

байанатта, хақан фиданниң албанийә, булғарийә вә руминийәдә зийарәттә болидиғанлиқи, учришишиларда икки тәрәплик мунасивәтләрдин башқа йәнә, нөвәттики район характерлиқ вә хәлқарлиқ вәзийәтниң музакирә қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, министир фиданниң зийарәт мунасивити билән түркийәлик сода - санаәтчиләр вә түркийә җәмийити вәкиллири биләнму көрүшидиғанлиқи уқтурулди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر