тунҗи түрк аләм учқучиси алпәр гәзәравҗи хәлқара аләм понкитиға йетип барди

алпәр гәзәравҗиниму өз ичигә алған Axiom-3 (Ax-3) әтрити үчүн хәлқара аләм понкитида күтүвелиш мурасими өткүзүлди.

2091283
тунҗи түрк аләм учқучиси алпәр гәзәравҗи хәлқара аләм понкитиға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара аләм понкити«Axiom Space» дә, түркийәниң тунҗи аләм учқучиси алпәр гәзәравҗиниму өз ичигә алған Ax-3 әтрити үчүн тәййарланған қарши елиш мурасими нәқ мәйдандин биваситә тарқитилди.

алпәр гәзәравҗи қарши елиш мурасимида қилған сөзидә: «биз түркийә болуш сүпитимиз билән тарихимизда тунҗи қетим аләм бошлуқиға чиқтуқ. илим-пәнгә вә тәтқиқат хизмәтлиригә төһпә қошушни сәбирсизлиқ билән күтмәктимиз. түркийә җумһурийитини қурған вә бизләргә аманәт қилған ғази мустапа камал ататүрк вә униң қоралдашлириға һәмдә бу вәтән үчүн һайатини тәқдим қилған барлиқ шеһитлиримизгә шундақла күчлүк ирадиси билән бизниң бу йәргә қәдәм бесишимизни ишқа ашурған дөлитимизгә вә миллитимизгә миннәтдарлиқимизни билдүримиз. кәлгүси көкләрдидур» деди.

қарши елиш мурасимида, әтрәткә хәлқара аләм учқучиси символлуқ ордин тәқдим қилинди.

хәлқара аләм понкитидики екиспедитсийә 70 - әтрити алпәр гәзәравҗиниму өз ичигә алған Ax-3 әтритини понкитта қарши алди.

тәхминән 36 саәт давамлашқан аләм бошлуқи сәпиридин кейин, тунҗи түрк аләм учқучиси гәзәравҗиниму өз ичигә алған Ax-3 аләм кемиси түнүгүн түркийә вақти 13:42 дә хәлқара аләм понкитиға йетип барған иди.

алпәр гәзәравҗи 14 күн аләм бошлуқида туруш җәрйанида 13 илмий тәтқиқат елип бариду.

алпәр гәзәравҗи аләм бошлуқидин пат-пат дунйаға хитаб қилип, өзиниң аләм бошлуқидики тәҗрибилирини чүшәндүриду.

вәзипә тамамланғандин кейин, аләм учқучилири әҗдирһа капсули билән бекәттин айрилиду.

әҗдирһа капсули атмосфераға киргәндин кейин, парашотини ечип орландо деңиз тәвәликигә чүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر