қәһриман әскәрлиримиз 10 террорчини уҗуқтурди

ирақниң шималида бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к әзаси 10 террорчи уҗуқтурулди.

2091288
қәһриман әскәрлиримиз 10 террорчини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң иҗтимаий алақә һесабида елан қилинған байанатида пәнчә- қулуп районида һава һәрикити елип берилғанлиқи билдүрүлди.

 һәрикәттә п к к әзаси 10 террорчи биртәрәп қилинди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, «қәһриман түркийә қораллиқ қисимлиримиз полат пәнчилири билән террорлуқниң увисини битчит қилишни давамлаштурмақта. ирақниң шималидики пәнчә-қулуп һәрикити районида байқалған п к к әзаси 10 террорчи һава һәрикити билән уҗуқтурулди. есил миллитимизни терорлуқ апәтлиридин қутулдуруш үчүн қәтий ирадә вә җасарәт билән күришимизни давамлаштуримиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر