әрдоған: йашларға вә өсмүрләргә илһам болуш үчүн аләмгә адәм чиқардуқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «җумһурийитимизниң иккинчи әсиригә вә түркийә әсиригә, тунҗи қетим аләм учқучиси аләмгә чиққан аләм вәзиписи билән қәдәм ташлаймиз» деди.

2090726
әрдоған: йашларға вә өсмүрләргә илһам болуш үчүн аләмгә адәм чиқардуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған миллий аләм пирограммисиниң тунҗи қәдими һесаблинидиған «аләм учқучиси болған аләм вәзиписи» рамкисида синлиқ телеграмма елан қилди.

у: «биз һәммимиз бирликтә тарихий дәқиқиләргә шаһит болуватимиз. биз ортақ ғуруримиз йуқири пәллигә көтүрүлгән дәврләрниң бирини баштин кәчүрүватимиз. биз җумһурийитимизниң иккинчи әсиригә вә түркийә әсиригә аләм учқучиси болған аләм вәзиписи билән қәдәм қойдуқ. биз илим-пән тарихиға өзгичә төһпә қошқан бир мәдәнийәтниң вариси болуш сүпитимиз билән, тарихта елип барған бурчимизни қайта иҗра қилиш үчүн интайин қиммәтлик йеңи башлинишни әмәлгә ашуруватимиз. биз упуққа нәзәр салған йашлиримизға вә арзуси дунйаға сиғмиған балилиримизға илһам болуш үчүн тунҗи қетим бир пуқрамизни аләм бошлуқиға әвәттуқ» деди.

түркийәниң тунҗи аләм учқучиси алпәр гәзәравҗини өз ичигә алған учқучилар сәпәр қилидиған спейс екс (SpaceX) ниң аләм кемиси америка кеннидий (Kennedy) аләм мәркизидин шу йәр вақти 16.49, әнқәрә вақти TSI 00.49 дамувәппәқийәтлик қойуп берилди. аләм кемиси 36 саәттин кейин хәлқара аләм понкитиға йетип бариду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر