түркийә армийәсиниң адән қолтуқидики вәзипә өтәш муддити узартилди

түркийә армийәсиниң адән қолтуқи вә вә қошна районлардики вәзипә өтәш муддитини 2024-йили 10-февралдин башлап йәнә бир йил узартиш тоғрисидики җумһур рәислик мәһкимиси иҗазәтнамиси түркийә бүйүк милләт мәҗилиси (т б б м) дә қобул қилинди.

2090144
түркийә армийәсиниң адән қолтуқидики вәзипә өтәш муддити узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗилиси тәрипидин қобул қилинған иҗазәтнамидә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2008-йили адән қолтуқи, сомали деңиз тәвәлики, әрәб деңизи вә қошна районлардики деңиз қарақчилиқи вә қораллиқ булаңчилиқ вәқәлиригә қарши туруш тоғрисида қарар мақуллиғанлиқиға ишарәт қилип өтүлди.

иҗазәтнамидә, бу арқа көрүнүштә, түркийә бүйүк милләт мәҗлисниң 2009-йили 2-айниң 10-күни қарар мақуллап, түркийә армийәсиниң мәзкур районларда бир йил вәзипә өтүшигә рухсәт қилғанлиқи, шуниңдин буйан иҗазәтнаминиң 14 қетим узартилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر