әрдоған: террорлуқ унсурлирини йоқитиш тоғрисида пәрман чүшүрдүм

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «бихәтәрлик тармақлиримизға кимниң қоллишидин, қайси җайда болушидин, пәрдә арқисида кимниң болушидин қәтийнәзәр, байқиған террорлуқ унсурлирини йоқитиш тоғрисида пәрман чүшүрдүм» деди.

2089537
әрдоған: террорлуқ унсурлирини йоқитиш тоғрисида пәрман чүшүрдүм

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин муһим байанатларни елан қилди.

у түркийәниң қәтийлик билән давамлаштуруватқан террорлуқни йилтизидин қурутуш истратегийәсиниң, болупму районда «террористан» қуруш пилани түзгәнләрни биарам қилғанлиқини билдүрди.

у мундақ деди:

«бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к  к ға қорал-йарағ, оқ-дора, тәрбийәләш вә һимайә йардими қилип, күчләндүрүшкә уруш қилмишлириниң сүрити тезләшти.»

у чегра һалқиған һәрбий һәрикәтләрниң түркийәни қанунсиз көч долқуни арқилиқ ички қалаймиқанчилиққа сөрәш қилтиқиниму мәғлуб қилғанлиқини билдүрди.

у: « бихәтәрлик тармақлиримизға кимниң қоллишидин, қайси җайда болушидин, пәрдә арқисида кимниң болушидин қәтийнәзәр, байқиған террорлуқ унсурлирини йоқитиш тоғрисида пәрман чүшүрдүм. империйалистларниң ирақ билән сүрийәдә <террористан> қуруш пилани бар болған әһвалда һечбиримиз өзимизни бихәтәр һес қилалмаймиз. кейинки айларда террорлуққа қарши күрәштә кимниң немә дейишидин, қандақ тәһдитләрни селишидин қәтийнәзәр, чоқум йеңи қәдәмләрни басимиз. террорлуқ һәрикәтлириниң мәнбәси һесаблинидиған шималий ирақ тағлириниң һәр бир нуқтилирини бихәтәр һалға кәлтүргичә райондики һәрикәтлиримизни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر