түркийә һава армийәси ирақ вә сүрийәниң шималида 26 террорчини уҗуқтурди

ирақ вә сүрийәниң шималидики террорлуқ нишанлириға қарши елип берилған һава һәрикитидә дәсләпки ениқлашларға қариғанда, кәм дегәндә 26 террорчи уҗуқтурулди.

2080404
түркийә һава армийәси ирақ вә сүрийәниң шималида 26 террорчини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң екс (X) адресида елан қилинған байанатида, «2023 - йили 23 - декабирда ирақ вә сүрийәниң шималидики террорлуқ нишанлириға қарши елип берилған һава һәрикитидә, дәсләпки тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, кәм дегәндә 26 террорчи уҗуқтурулди. һава һәрикити нәтиҗисигә мунасивәтлик нишанларни баһалаш тәтқиқати давамлашмақта» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر