әли йәрликайа йеқинқи 11 ай ичидә 1069 террорчиниң биртәрәп қилинғанлиқини елан қилди

ички ишлар министири әли йәрликайа 2023-йилидики 11 ай ичидә 59 аталмиш ​​йуқири дәриҗилик террорчи катибашлири болуп, җәмий 1069 террорчиниң биртәрәп қилинғанлиқини елан қилди.

2077431
әли йәрликайа йеқинқи 11 ай ичидә 1069 террорчиниң биртәрәп қилинғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әли йәрликайа түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) омумий кеңишида сөзлигән нутуқида, 40 нәччә йилдин буйан дөләтниң бирлики вә баравәрликигә қәст қиливатқан шундақла  дөләтниң 40 миңдин артуқ пәрзәнтини шеһит қилған бөлгүнчи терорлуқ тәшкилатиға қарши елип берилған һәрикәтләр арқилиқ бихәтәрлик қисимлири қолға кәлтүргән мәйдан үстүнлики нәтиҗисидә, терорлуқниң ахирлишиш башқучиға кәлгәнликини билдүрди.

әли йәрликайа террорлуқ тәшкилатлириға қарши елип берилған һәрикәтләр һәққидә мәлумат берип, бу йил 11 ай ичидә елип берилған һәрикәттә 1069 терорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини билдүрди.

әли йәрликайа: «бир тәрәп қилинғанлардин  7 нәпири қизил рәңлик, 1 нәпири көк рәңлик 2 нәпири йешил рәңлик,  16 нәпири апелсин вә 33 нәпири күлрәң тутуш буйриқи тизимлкидә орун алған җәмий 59 нәпәр  аталмиш ​​йуқири дәриҗилик терорчи каттибнашлиридур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر