әли йәрликайа террорчиларға қарши дөләт ичидә елип берилған һәрикәтләр һәққидә мәлумат бәрди

бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к ға қарши дөләт ичидә елип берилған һәрикәтләрдә тәшкилатқа тәвә 78 панаһлиниш орни пачақлап ташланди.

2074642
әли йәрликайа террорчиларға қарши дөләт ичидә елип берилған һәрикәтләр һәққидә мәлумат бәрди

түркийә авази радйоси хәвири: ички ишлар министири әли йәрликайа иҗтимаий алақә һесабатида һәрикәт һәққидә йазма байанат һәмбәһирлиди.

әли йәрликайа терорлуқ тәшкилатиниң қиш айлирида әшйа обороти вә террорлуқ һәрикәтлири үчүн ишлитишкә тәййарлиған панаһлиниш орунлири һуҗум  нишани қилинғанғанлиқини билдүрди.

бихәтәрлик қисимлири 12 вилайәттә бир-бирләп ениқланған районларда тазилаш һәрикити елип барди.

һәрикәт даирисидә, террорчиларға тәвә 78 панаһлиниш орни пачақлап ташланди вә көп миқдарда оқ-дора қолға чүшүрүлди.

ички ишлар министири әли йәрликайа, «террорчиларниң увилирини бир-бирләп вәйран қиливатимиз, биз буниңдин кейинму вәйран қилишни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر