әрдоған: түркийә – гиретсийә мунасивәтлириниң техиму күчийидиғанлиқиға ишинимән

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 5 – нөвәтлик истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғининиң түркийә – гиретсийә мунасивәтлириниң техиму күчийишидә түрткилик рол ойнайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтти.

2073855
әрдоған: түркийә – гиретсийә мунасивәтлириниң техиму күчийидиғанлиқиға ишинимән
erdoğan miçotakis.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә – гиретсийә истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңишиниң 5 – нөвәтлик йиғиниға қатнишиш үчүн зийарәттә болуватқан гиретсийәдә, гиретсийә пирезиденти катерина сакеларопулу тәрипидин пирезидент мәһкимисидә рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди.

әрдоған гиретсийә пирезиденти катерина сакеларопулу билән көрүшүш һарписида бәргән байанатида, аридин 6 йил өткәндин кейин атинада зийарәттә болғанлиқидин интайин хурсән икәнликини әскәртип мундақ деди:

« 5-нөвәтлик истратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғинимизниң түркийә – гиретсийә оттурисида парлақ йеңи бир дәврниң башлинишиға вәсилә болидиғанлиқиға ишинимән.»

«биз бүгүн көп сандики министирлардин тәшкил тапқан вәкилләр өмики билән бирликтә бу йәргә кәлдуқ. министирлиримиз кәспдашлири вә сөһбәтдашлири билән наһайити әһмийәтлик учришишларни елип бариду. зийаритимиздин мәқсәт икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисини 5 милйард 500 милйон доллардин 10 милйард долларға йәткүзүштур. бу җәһәттә қайси саһәдә қайси қәдәмләрни ташлийалайдиғанлиқимиз тоғрулуқ музакириләрни елип баримиз. барлиқ министир достлиримиз бу һәқтә  дәсләпки тәййарлиқларни қилди. бу даиридә келишимләрни имзалап, сәпиримизни техиму әһмийәтлик вә бихәтәр һалда давамлаштуримиз. әһмийәтлик ишлар һәққидә музакириләрни елип бериш келәчәк үчүн техиму йахши дәп қараймән.»

кейинчә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән гиретсийә пирезиденти катерина сакеларопулу айрим көрүшти.

учришиш ахбарат вастилириға йепиқ һалттә ишқа ашурулди.

әрдоған атинада гиретсийә баш министири керийакос мичотакисниму қобул қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر