җумһур рәис әрдоған қатарда

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсаниниң тәклипигә бинаән түркийә – қатар истратегийәлик алий һәмкарлиқ комитетиниң 9 – нөвәтлик йиғиниға қатнишиш үчүн түнүгүн (4-декабир) пайтәхт доһаға йетип барди.

2072546
җумһур рәис әрдоған қатарда

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған рәсмий күтүвелиш мурасимидин кейин, қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани билән айрим көрүшти.

учришишта, икки рәһбәр исраилийәниң ғәззәдики пәләстинликләргә йүргүзүватқан қирғинчилиқ, уруш тохтитиш, узун муддәтлик тинчлиқ орнитиш тиришчанлиқлири вә ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәм бериш мәсилилири бойичә музакирә елип барди.

җумһур рәис әрдоған исраилийәниң уруш җинайити садир қиливатқанлиқини, шуңа чоқум җавабкарлиққа тартилиши керәкликини, буни хәлқара җәмийәтниң қоллиши, шундақла қануний җәһәттин хизмәт ишлинишиниң муһимлиқини тәкитлиди.

икки рәһбәр кейинчә 9-нөвәтлик түркийә-қатар истратегийәлик алий һәмкарлиқ комитети йиғиниға қатнашти, йиғиндин кейин, икки дөләт оттурисидики бирләшмә байаннамә вә 12 келишимни имзалиди.

әрдоған кейинчә алсани тәрипидин шәрипигә берилгән кәчлик тамақ зийапитигә қатнашти.

җумһур рәис әрдоған бүгүн (5-декабир) қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани нөвәтчи рәислик вәзиписини өтәватқан парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңишиниң 44-нөвәтлик башлиқлар йиғиниға иштирак қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر