қатар мудапиә министири ал әтиййә әнқәрәдә...

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири йашар гүләр қатар дөләт мудапиә министири халид бин муһәммәд ал әтиййә билән көрүшти.

2071016
қатар мудапиә министири ал әтиййә әнқәрәдә...

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири йашар гүләр рәсмий меһмини сүпитидә пайтәхт әнқәрәгә кәлгән қатарлиқ мәнсәпдишини һәрбий мурасим өткүзүп күтүвалди؛ һәр икки дөләтниң дөләт шеирлири оқулған мурасимдин кейин, қатар мудапиә министири әскәрләргә салам бәрди.

мурасимдин кейин айрим вә һәйәтләр ара учришишлар өткүзүлди.

гүләр билән ал әтиййә икки дөләт мунасивити билән район вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر