фидан түркмәнистан вә җәнубий корейә ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти

түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан түркмәнистан ташқи ишлар министири рашид мередов вә җәнубий корейә ташқи ишлар министири парк җин билән телефонда көрүшти.

2068342
фидан түркмәнистан вә җәнубий корейә ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, ташқи ишлар министири хақан фидан  қарши тәрәпләрниң тәлипигә бинаән, түркмәнистан ташқи ишлар министири рашид мередов вә җәнубий корейә ташқи ишлар министири парк җин билән телефонда көрүшкән.

хақан фидан түркмәнистан ташқи ишлар министири рашид мередов билән елип барған телефон сөһбитидә, икки тәрәп мунасивәтлири, район мәсилилири вә енергийә саһәсидики һәмкарлиқ мәсилилири һәққидә өзара пикир алмаштурған.

министир фидан җәнубий корейә ташқи ишлар министири парк җин билән елип барған телефон сөһбитидә, икки тәрәплик сийасий - иқтисадий мунасивәтләр вә енергийә саһәсидики һәмкарлиқ имканийәтлири һәққидә сөһбәтләшкән.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилинған  байанатида көрситилишичә, хақан фидан әнқәрәдә йавропа гүллиниш вә тәрәққийат банкасиниң рәиси одиле ренад-бассонини қобул қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر