муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз шималий қибрис түрк җумһурийитидә зийарәттә болди

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз шималий қибрис түрк җумһурийитиниң етирап қилиниши вә хәлқара җәмийәттики тегишлик орниға еришишиниң әң чоң арзулири икәнликини оттуриға қойди.

2065013
муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз шималий қибрис түрк җумһурийитидә зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити қурулғанлиқиниң 40 йиллиқи вә 15-нойабир җумһурийәт байрими мурасимиға иштирак қилиш үчүн ләфкошаға барған муавин җумһур рәис йилмаз, шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар билән җумһур рәислик мәһкимиси ишхансиида көрүшти.

йилмаз айрим учришиш өткүзүштин илгири байанат берип, қибрис түрк хәлқиниң шималий қибрис түрк җумһурийити қурулғанлиқиниң 40 йиллиқини тәбрикләш қизғинлиқини чин қәлбидин ортақлишидиғанлиқини, өзлириниң қибрис мәсилисини миллий дәва дәп қарайдиғанлиқлирини вә бу саһәдики өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини әскәртти.

у шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар оттуриға қойған баравәр игилик һоқуқ вә хәлқара салаһийәткә игә икки дөләт қаришини күчлүк қоллайдиғанлиқини тәкитлиди.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарму шималий қибрис түрк җумһурийитиниң икки дөләтлик һәл қилиш тәсәввурини бойлап өз йолида меңиватқанлиқини тилға елип, қибрис мәсилисини һәл қилиш үчүн, қибрис түрк хәлқиниң баравәр игилик һоқуқ вә хәлқара салаһийитини қобул қилишниң интайин муһимлиқини тәкитлиди.

у сөзи җәрйанида, қибриста айрим-айрим икки хәлқ вә икки демократик дөләтниң барлиқиға ишарәт қилип: «биз игилик һоқуқниң суслаштурулушиға йол қоймаймиз. буниң башқа җайларға сөрәп кетилишини һәргиз тәстиқлимаймиз. биз түркийә билән мас қәдәмдә йолимизни давам қилимиз» деди.

арқидин шималий қибрис түрк җумһурийити җумһурийәт мәҗлисини зийарәт қилған җәвдәт йилмаз, шәрәп залида мәҗлис башлиқи төрә биләнму көрүшти.

йилмаз җумһурийәт мәҗлисидин кейин, шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири үнал үстәлни зийарәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر