министир гүләр: түркийә - гиретсийә өзара ишәнч ашуруш сөһбәтлири наһайити иҗабий өтти

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири йашар гүләр җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң зийаритидин кейинки түркийә - гиретсийә өзара һәрбий ишәнчни ашуруш тәдбирлири йиғининиң гиретсийәдә ечилидиғанлиқини елан қилди.

2064823
министир гүләр: түркийә - гиретсийә өзара ишәнч ашуруш сөһбәтлири наһайити иҗабий өтти

түркийә авази радийоси хәвири: министир гүләр түркийә бүйүк милләт мәҗилисидә байанат берип, гиретсийә билән түркийә оттурисидики сөһбәтләрниң наһайити иҗабий өткәнликини байан қилип: «иншааллаһ, биз мушундақ давамлаштуримиз. бизму кейинки қетимлиқ йиғин үчн гиретсийәгә баримиз. җумһур рәисимизниң зийаритидин кейинки иккинчи қетимлиқ өзара ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғини у йәрдә ечилиду. биз буни улар билән көрүшүп, келишим һасил қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

министир гүләр йиғинниң вақтиниң қарши тәрәп тәрипидин бекитилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر