сүрийәдин түркийәгә кирмәкчи болған бир террорчи чеграда қолға чүшти

сүрийәдин түркийәгә кирмәкчи болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/п й д әзаси бир террорчи шанлиурфаниң җәйланпинар наһийәсидә қолға чүшүрүлди.

2057479
сүрийәдин түркийәгә кирмәкчи болған бир террорчи чеграда қолға чүшти

түркийә авази радйоси хәвири: бир террорчиниң сүрийәдин түркийәгә киришкә урунуватқанлиқи һәққидә ахбарат тапшуруп елинғандин кейин, чегра линийәсидә алдини елиш тәдбирлири күчәйтилди.

хәвпсизлик тармақлири бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/ п й д әзаси икәнлики ениқланған террорчини чегра линийәсидила қолға чүшүрди.

террорчи үстидин әдлийә тәкшүрүшлириниң башланғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر