әрдоған бәрдимуһәммәдовни рәсмий мурасим өткүзүп күтүвалди

түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн түркийәгә йетип кәлди.

2056433
әрдоған бәрдимуһәммәдовни рәсмий мурасим өткүзүп күтүвалди
Serdar Berdimuhammedov-Erdogan1.jpg
Serdar Berdimuhammedov-Erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдовни җумһур рәислик мәһкимисидә рәсмий мурасим өткүзүп күтүвалди.

икки рәһбәрниң айрим вә вәкилләр өмәклири ара йиғинлиридин кейин, түркийә билән түркмәнистан оттурисида бир қатар келишимләр имзалиниду.

әрдоған билән бәрдимуһәммәдов имза мурасимидин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзиду.

җумһур рәис әрдоған йәнә пирезидент сәрдар бәрдимуһәммәдовниң шәрипигә рәсмий кәчлик зийапәт бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر