җәвдәт йилмаз пайтәхт әнқәрәдә атдайев билән көрүшти

түркийә җумһурийити муавин җумһур рәиси җәвдәт йилмаз түркмәнистан министирлар кеңиши муавин рәиси батир атдайев билән көрүшти.

2056027
җәвдәт йилмаз пайтәхт әнқәрәдә атдайев билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимиси бинасида өткүзүлгән учришишта, икки дөләтниң иқтисадий, сийасий вә мәдәнийәт саһәсидики мунасивитини күчәйтиш тиришчанлиқи муһакимә қилинди.

муавин җумһур рәис йилмаз йиғин җәрйанида, пәләстин- исраилийә тоқунуши тоғрисида тохтилип, түркийәниң мәсилигә узун муддәтлик һәл қилиш чариси тепиш үчүн дипломатик күч чиқириватқанлиқлирини вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә барлиқ алақидар органларниң  җиддийчиликни пәскойға чүшүрүш үчүн, пүтүн күчи билән тиришиватқанлиқини тилға елип өтти.

атдаайев түркмәнистанниң һамас- исраилийә тоқунушини қайғуруш ичидә көзитиватқанлиқлирини вә тинчлиқниң әмәлгә ешишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر