сәрдар бәрдимуһәммәдво түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду

түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов 25-, 26 – өктәбир түркийәдә тунҗи дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2055637
сәрдар бәрдимуһәммәдво түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистан пирезиденти бәрдимуһәммәдов зийарити җәрйанида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшүп, икки тәрәплик вә көп тәрәплик һәмкарлиқ мәсилилири шундақла нөвәттики өзгиришләр һәққидә пикир алмаштуриду.

1991- йили 27- өктәбир мустәқиллиқини җакарлиған түркмәнистанни 1991- йили 16 - декабир тунҗи болуп етирап қилған дөләт түркийә болди.

түркмәнистан билән түркийә җумһурийити оттурисидики дипломатик мунасивәт 1992- йили 29- феврал орнитилди.

ортақ тарих, тил, дин вә мәдәнийәткә игә икки қериндаш дөләт вә хәлқниң «бир милләт, икки дөләт» асасидики тәңпуң, өзара һөрмәт қилиш вә һәмкарлиқни асас қилған алаһидә мунасивити, шундақла ташқи сийасәт, сода, иқтисад, мәдәнийәт вә маарип саһәсидики һәмкарлиқи давам қилмақта.

түркмәнистан түркийә ширкәтлириниң русийәдин қалсила әң көп мәшғулат елип бериватқан иккинчи дөлити һесаблиниду.

тунҗи нөвәтлик түркийә – әзәрбәйҗан - түркмәнистан дөләт башлиқлири йиғини 2022- йили түркмәнистанда өткүзүлгән болуп, йиғинда енергийә саһәсидики һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш вә тәбиий газ билән тәминләшниң әһмийити алаһидә тәкитләнгәниди.

бәрдимуһәммәдов башлиқлар йиғинида қилған сөзидә, түркмәнистан тәбиий газиниң түркийә арқилиқ йавропаға сетилишиға йешил чирағ йеқип бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر