әрдоған шиветсийәниң натоға әза болушиға даир қарар лайиһәсини имзалиди

шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати-натоға әза болушиға мунасивәтлик қарар лайиһәси җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин имзалинип, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) гә сунулди.

2054889
әрдоған шиветсийәниң натоға әза болушиға даир қарар лайиһәсини имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: 

«шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати-натоға әза болушиға мунасивәтлик қарар лайиһәси җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин 2023-йили 23-өктәбир күни имзалинип, түркийә бүйүк миллий мәҗлисигә йолланди.»

шиветсийә баш министири улф киристерсон җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шиветсийәниң натоға әза болушиға мунасивәтлик қарар лайиһәсини имзалишидин хурсән болғанлиқини билдүрди.

киристерсон аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди:

«түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң шиветсийәниң натоға әза болушиға мунасивәтлик қарар лайиһәсини имзалап түркийә бүйүк дөләт мәҗлисигә сунғанлиқидин интайин хурсәнмиз. әмди нөвәт түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә кәлди. натоға әза болушни төт көз билән күтүватимиз.»

нато баш катипи җенс столтенбергму җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шиветсийәниң натоға әза болушиға мунасивәтлик қарар лайиһәсини имзалиғанлиқи вә түркийә бүйүк дөләт мәҗлисигә сунғанлиқидин интайин хурсән икәнликини билдүрүп мундақ деди:

«шиветсийәниң натоға әза болушиға мунасивәтлик қарар лайиһәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә тез авазға қойулушини вә шиветсийәниң пат йеқинда натоға әза болушини төт көз билән күтүватимиз. һәптә ахирида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшкәндиму ейтқинимдәк, шиветсийәниң натоға әза болуши барлиқ иттипақдаш дөләтләрни техиму мустәһкәм вә техиму бихәтәр қилиду.»

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер мундақ деди:

«биз буниңдин интайин хурсәнмиз. бу  қарар лайиһәсиниң түркийә бүйүк дөләт мәҗлисидә балдуррақ музакирә қилинишини вә мақуллинишини үмид қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر