әрдоған уганда президенти билән телефонда көрүшти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған уганда президенти йовери мусевени билән телефонда сөһбәтләшти.
2054071
түркийә авази радйоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, сөһбәт җәрйанида, исраилийә-пәләстин тоқунуши даирисидики вәқәләр билән районниң хатирҗәмликигә капаләтлик қилиш үчүн ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинған.
җумһур рәис әрдоған сөһбәттә, барлиқ дөләтләрниң ғәззәдә уруш тохтитишни тездин капаләтләндүрүш үчүн авазини йуқири көтүриши керәкликини вә тоқунушларниң дунйа тинчлиқиға тәһдиткә айланған һалға кәлгәнликини билдүргән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
гиретсийә баш министири кирийакос митсотакис әтә түркийәгә йетип келиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә митсотакисниң зийаритини қобул қилиду.