түркийә американиң венезуела тоғрисидики қарарини қарши алди

түркийә америка қошма иштатлириниң венезуелаға қаратқан җазаларниң бикар қилиниши тоғрисидики байанатини «тоғра йөнилиштә ташланған бир қәдәм» дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

2053491
түркийә американиң венезуела тоғрисидики қарарини қарши алди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «биз боливарчи венезуела җумһурийити һөкүмити билән иттипақлиқ суписи вәкилликидики венезуела өктичилирини 17- өктәбир барбадоста имзаланған <сийасий һоқуқни қоллаш вә барлиқ кишиләрниң сайлаш – сайлиниш һоқуқиға капаләтлик қилиш вә дөләт мәнпәәтини қоғдаш> тоғрисидики келишимлири мунасивити билән тәбрикләймиз» деди.

түркийәниң, зөрүр дәп қаралған тәқдирдә, 2024 – йили венезуелада өткүзүлидиған сайламларниң демократик пиринсипларға уйғун келидиған шәкилдә очуқ – ашкара вә адил өткүзүлүши үчүн венезуела даирилиригә йардәм беришкә тәййар икәнлики оттуриға қойулған байанатта: «биз америка қошма иштатлириниң венезуелаға қаратқан җазаларниң бикар қилиниши тоғрисидики байанатини <тоғра йөнилиштә ташланған бир қәдәм> дәп қараймиз» дейилди.

байанатта йәнә: «түркийә җумһурийити бир тәрәплимә җазаларға қарши пиринсипал мәйданини сақлап келиватқан болуп, достимиз венезуеланиң илгирикигә охшашла бүгүнму йенидидур» дегән ибариләргиму орун берилди.

америка венезуела һөкүмити билән өктичиләр 2024- йили сайлам өткүзүш тоғрисида келишим һасил қилғандин кейин байанат елан қилип, венезуеланиң нефит, тәбиий газ вә алтун саһәлиригә қаритилған бир қисим җазаларни вақтинчә тохтатқанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر