түркийә йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң қарариға наразилиқ билдүрди

әнқәрә йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң түнүгүн түркийә һәққидә қарар чиқириш арқилиқ «тарихий хаталиқ» садир қилғанлиқини билдүрди.

2050526
түркийә йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири:түркийә ташқи ишлар министирлиқи йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң түнүгүн түркийә һәққидә чиқарған қарари тоғрилиқ йазма байанат елан қилди.

ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң түнүгүн түркийә һәққидә тәвсийәдә болуш вә қарар чиқириш арқилиқ«тарихий хаталиқ» садир қилғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: 

«йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси түнүгүн түркийә һәққидә тәвсийәдә болуш вә қарар чиқириш арқилиқ сийасий мәнпәәтлири үчүн әдлийә мәсилилирини суйистемал  қилмақта, дийалог йоллирини тақашқа урунмақта. һалбуки, бу йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң мәвҗудийитиниң асаси болған демократик қиммәт қарашлириғиму зиттур. йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң нопуз тикләшни мәқсәт қилидиған бу бипәрвалиқи кәлгүсидә номус билән хатирилиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر