тинчлиқ булиқи һәрикити сүрийәниң земин пүтүнлүкигә төһпә қошуватиду

тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитиниң, б д т хәвпсизлик кеңишиниң терроризмға қарши күрәшкә мунасивәтлик қарари бойичә иҗра қилиниватқанлиқи, һәрикәтниң районда хатирҗәмлик вә муқимлиқ муһитини капаләткә игә қиливатқанлиқи билдүрүлди.

2050373
тинчлиқ булиқи һәрикити сүрийәниң земин пүтүнлүкигә төһпә қошуватиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси танҗу билгич американиң 2019-йилдин башлап сүрийә даирисидә «җиддий һаләт» намида чиқарған пирезидент пәрмани тоғрисидики соалға йазма җаваб бәрди.

у «тинчлиқ булиқи» һәрикитиниң п к к|й п г вә даеш террорлуқ тәшкилатлириниң террорлуқ һәрикәтлиригә зәрбә берип, уларни түркийә чеграсидин йирақлаштурғанлиқини билдүрүп, һәрикәтниң сүрийәниң земин пүтүнлүкини қоғдашқиму төһпә қошқанлиқини қәйт қилди.

у америка пирезиденти тәрипидин йеңиланған пәрманда асассиз әйибләшләрниң темиси болған «тинчлиқ булиқи» һәрикитиниң, маһийәттә б д т низамнамәсиниң 51-маддисидики  өзини қоғдаш һоқуқи вә б д т хәвпсизлик кеңишиниң терроризмға қарши күрәш қарарлири бойичә елип берилғанлиқини, районда хатирҗәмлик вә муқимлиқ муһитини капаләткә игә қилғанлиқини тәкитлиди.

у: «американиң бундақ бир тәрәплимә һәрикәт қилишниң орниға, түркийәниң сүрийәни муқимлиққа игә қилидиған вә бу дөләтниң пүтүнлүкини алдинқи орунға қойған сийасәтлирини чүшәнгән һалда қоллиши, бу икки иттипақдашниң чоңқур йилтиз тартқан вә қиммәтлик мунасивәтлиригә техиму мас келиду. американиң бу рамкида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати билән болған мунасивәтлирини ахирлаштурушини, 2019-йили 10-айниң 17-күни елан қилинған бирләшмә байанаттики бәлгилимиләргә бойсунушини үмид қилимиз» деди.

ақсарай елан қилған  байанатқа қариғанда, америка пирезиденти җо байдин 2019-йили 10-айниң 14-күни «сүрийәдики өзгиришләр вә бу дөләттин келидиған америка дөләт бихәтәрликигә һәмдә ташқи сийаситигә қаритилған адәттин ташқири пәвқуладдә тәһдит» ләргә таақабил туруш мәқситидә чүшүргән пәрманиниң муддитини узартидиғанлиқи тоғрисида конгрәгә мәлумат бәргән иди.

пирезидент байдин «болупму, түркийә һөкүмитиниң сүрийәниң шәрқий шималида елип бериватқан һәрбий һәрикәтлириниң районниң тинчлиқи, муқимлиқи вә бихәтәрликигә тәһдит салғанлиқини, даешқа қарши күрәшни аҗизлаштурғанлиқи» ни илгири сүрүп, нөвәттики сүрийә вә униңға мунасивәтлик мәвҗут вәзийәтниң «американиң дөләт бихәтәрликигә вә ташқи сийаситигә дәриҗидин ташқири пәвқуладдә тәһдитләр» ни пәйда қилишни давамлаштуруватқанлиқини билдүргән иди.

бу сәвәбтин, байдин 2023-йили 14-өктәбир тошидиған җиддий һаләтни йәнә бир йил узартишни қарар қилғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر