түркийә җәнубий судандики тинчлиқ мусаписини қоллиди

түркийә җәнубий судан даирилириниң тәлипигә бинаән җәнубий судан бирләшмә армийәсигә һәрбий форма вә башқа материйалларни йардәм қилди.

2049351
түркийә җәнубий судандики тинчлиқ мусаписини қоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җәнубий судан даирилириниң тәлипигә бинаән, 2018-йилқи келишимгә асасән ишқа кириштүрүлгән җәнубий судан тинчлиқ мусаписигә төһпә қошуш үчүн йеңи қурулған бирләшмә армийәгә 75 миң һәрбий форма вә мунасивәтлик материйалларни ианә қилди.

җәнубий судан дөләт мудапиә министирлиқида өткүзүлгән мурасимда, түркийәниң җуба баш әлчиси әрдәм мутаф 75 миң һәрбий форма вә мунасивәтлик материйалларни җәнубий судан даирилиригә тапшуруп бәрди.

җәнубий судан даирилири мурасимда қилған сөзлиридә, түркийә җумһурийитиниң бирләшмә армийәни қоллишидин интайин хурсән икәнликлирини билдүрди, һәмдә түркийә хәлқи, түркийә һөкүмити вә дөләт мудапиә министирлиқиға миннәтдарлиқини билдүрди.

2021-йили икки дөләтниң мудапиә министирлиқлири оттурисида башланған һәмкарлиқ басқучи даирисидә, түркийә ианә қилған һәрбий материйалларниң дәсләпки қисми 2023-йили 2-айниң 16-күни һава йоли арқилиқ җубаға йәткүзүп берилгән, қалған материйаллар болса деңиз йоли арқилиқ кенийәниң момбаса портиға әвәтилгән, андин җәнубий судан дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу йәрдин қуруқлуқ арқилиқ җубаға йөткәлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر