ирақ билән түркийә давамлиқ сөһбәт өткүзмәктә

ирақ баш министири муһәммәд шийа әссудани ирақ билән түркийә оттурисида иран билән түзүлгән келишимгә охшаш түркийә биләнму бихәтәрлик келишими имзалиниши үчүн сөһбәт өткүзүлүватқанлиқини ейтти.

2048914
ирақ билән түркийә давамлиқ сөһбәт өткүзмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң «‹әссабаһ› гезити» ирақ баш министири муһәммәд шийа әссуданиниң русийә зийарити һарписида спутникниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатини елан қилди.

әссудани байанатида, иран билән түзүлгән келишимгә охшаш түркийә биләнму бихәтәрлик келишими имзалинип имзаланмайдиғанлиқиға даир соалға җаваб берип мундақ  деди:

«бизниң қошнимиз түркийә билән чоңқур тарихий мунасивәтлиримиз бар. буниңдин башқа йәнә, түркийә билән болған сода мунасивәтлиримизниң даириси интайин кәңдур. бихәтәрлик мәсилиси қатарлиқ икки дөләт оттурисидики барлиқ ортақ мәсилиләр вә мунасивәтләр үстидә өткүзүлүватқан сөһбәтлиримиз давамлашмақта. бихәтәрлик мәсилилиригә қарши күрәш үчүн конкрет механизм орнитиш йолида түркийә даирилири билән давамлиқ алақә орнитиватимиз.»

ирақ һөкүмити 3-айниң 19-күни теһран билән имзаланған бихәтәрлик келишимигә асасән, 19-сентәбирдин башлап иранға қарши өктичи гуруппиларниң қоралсизландурулуп, чеградин йирақ районға орунлаштурулғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر