түркийә б д т - шималий қибрис келишимини қарши алидиғанлиқини уқтурди

түркийә шималий қибрис түрк җумһурийити билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) тинчлиқ сақлиғучи қисимлириниң пилә- йигитләр йолини йасаш тоғрисида һасил қилған келишимини қарши алидиғанлиқини уқтурди.

2048691
түркийә б д т - шималий қибрис келишимини қарши алидиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, келишимниң шималий қибрис түрк җумһурийити һәмишә намайан қилп кәлгән бәрпачи позитсийәниң йеңи бир үлгиси икәнликини оттуриға қойди.

байанатта: «шималий қибрис түрк җумһурийитиниң бу позитсийәси, аралдики икки дөләтниң һәмкарлиқини асас қилидиған бирдинбир реал һәл қилиш әндизисиниң мувәппәқийәт қазинишиға (қибрис) түрк тәрипиниң қошидиған төһписиниңму ипадисидур» дегән ибариләргә орун берилди.

шималий қибрис түрк җумһурийитиниң б д т контроллуқидики йешил линийәгә җайлашқан пилә - йигитләр йолини йасаш тоғрисида һасил қилинған келишимгә асасән, пиләдә йашайдиған қибрис түрклириниң йезилириға йетип бериши үчүн 20 йилдин буйан давамлишиватқан йол қурулушиниң тамамлинидиғанлиқи елан қилинди.

пиләдә йашайдиған түркләрниң өз йезилириға йетип беришлириға қолайлиқ йаритип бериш мәқситидә 18 – авғуст башланған йол йасаш хизмити, районда вәзипә өтәватқан б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириниң тосқунлуқиға учриғандин кейин, районда җиддийчилик пәйда болғаниди.

шималий қибрис түрк җумһурийити һөкүмити йол йасаш хизмитиниң бир инсаний түр икәнликини байан қилип, бу җәһәттики тиришчанлиқидин бәл қойувәтмәйдиғанлиқини елан қилған, әнқәрә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң позитсийәсини толуқ қоллиғаниди.

тәрәпләр вәқәдин кейин сөһбәт өткүзүп, йол йасаш хизмити тоғрисида келишим һасил қилиди. түркийә һасил қилинған келишимни қарши алдиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر