йилмаз үстәл билән көрүшүп, қибрис мәсилисини музакирә қилди

түркийә җумһурийити муавин җумһур рәиси җәвдәт йилмаз шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири үнал үстәл билән көрүшти.

2047491
йилмаз үстәл билән көрүшүп, қибрис мәсилисини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимиси бинасида өткүзүлгән айрим учришишта, иқтисадий вә пул-муамилә һәмкарлиқ келишиминиң тәпсилати, түркийәдин шималий қибрис түрк җумһурийитигә йәткүзүлүватқан «һайатлиқ сүйи»ниң өй - маканлардин кейин, деһқанчилиқ саһәсигиму кеңәйтилиши, йеңи әрҗан айродуруминиң йолучи сиғимчанлиқини ашуруш хизмәтлири, түркийәдин су асти туруба йоли арқилиқ ток йәткүзүш вә униң өзара улиниш системисиға киргүзүлүши шундақла давамлишиватқан ташйол қурулуши түрлири музакирә қилинди.

сөһбәт җәрйанида, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң бәш йиллиқ тәрәққийат пиланиниң иҗра қилинишиға бирләштүрүп, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң оттура мәзгиллик тәрәққийат қәдәмлирини бекитиши мәсилисидә, түркийә җумһурийитиниң өз тәҗрибилирини ортақлишиши билән, маарип, сағламлиқ вә районға мунасивәтлик сийасий җуғрапийәлик мәсилиләр муһакимә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر