түркийә миллий истихбарат идариси п к к ға әҗәллик зәрбә бәрди

түркийә истихбарат идариси бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш сүрийә җамаәт тәртипини қоғдаш ишлири мәсули муздәлиф ташқинни  бир тәрәп қилди.

2044996
түркийә миллий истихбарат идариси п к к ға әҗәллик зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, түркийә истихбарат идариси көп санда террорлуқ паалийәтлиригә қатнашқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш сүрийә җамаәт тәртипини қоғдаш ишлири мәсули муздәлиф ташқинни назарәт астиға алған.

түркийә истихбарат идариси хадимлири көзитиш җәрйанида муздәлиф ташқинниң ирақтин сүрийәгә өткәнликини ениқлап чиққан, андин шараит пишип йетилгәндә, сүрийәниң қамишли районида елип барған зәрбә бериш һәрикити давамида уни бир тәрәп қилған.

игилинишичә, террорчи ташқин 2007-йилқи 12 әскәр шеһит болуп кәткән дағлиҗа террорлуқ һуҗуминиң пиланлиғучиси икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر