түркийә мудапиә санаитиниң мувәппәқийәтлири бу қетим малайшийа мәтбуатлирида кәң орун алди

малайшийаниң рәсмий хәвәр агентлиқи «бернама» түркийә аләм қатниши санаити «TUSAŞ» ниң ишләпчиқириш иқтидари, чәт әлдә ачқан ишханилири вә хадимлар қурулмиси қатарлиқларниму өз ичигә алған тәпсилий хәвәр елан қилди.

2027978
түркийә мудапиә санаитиниң мувәппәқийәтлири бу қетим малайшийа мәтбуатлирида кәң орун алди

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийаниң «бернама» агентлиқи түркийә аләм қатниши санаити «TUSAŞ» ниң 2028-йилғичә дунйа бойичә әң чоң 10 мудапиә ширкитиниң биригә айлиниш нишани билән һәрикәт қиливатқанлиқини,  мудапиә вә аләм қатниши техникиси саһәсидики иқтидарини актиплиқ билән тәрәққий қилдуруватқанлиқини хәвәр қилди.  

хәвәрдә, түркийә аләм қатниши санаити «TUSAŞ» ниң учқучисиз айропилан системисиниң малайшийа вә һиндонезийәдә зор қизиқиш қозғиғанлиқи, ишләпчиқарған учқучисиз айропиланларниң пүтүнләй йәрлик ишләпчиқиришни иасас қилғанлиқи, йәрлик лайиһә вә йәрлик  ишләпчиқириш икәнлики уқтуурулди.

«бернама» агентлиқиниң хәвиридә йәнә, түркийә аләм қатниши санаити «TUSAŞ» ниң баш директори тәмәл котилниң қарашлириғиму алаһидә орун берилди.

тәмәл котил түркийә аләм қатниши санаити «TUSAŞ» ниң йеңи заманиви мудапиә мәһсулатлири ишләпчиқириш иқтидариниң мисали сүпитидә йәрлик уруш айропилани «KAAN» ни үлгә көрсәтти.

тәмәл котил түркийәниң бәшинчи әвлад күрәшчи айропиланини тәрәққий қилдурушта керәклик техника, инженерлиқ, қурулуш ул-әслиһәлири вә ишләпчиқириш иқтидариға игә аз сандики дөләтләрниң бири икәнликини тәкитләп, 2023-йилиниң ахириғичә йәрлик уруш айропилани «KAAN» ниң учушни башлишини мөлчәрләватқанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر