түркийә билән сәуди әрәбистан оттурисида түрлүк келишимләр имзаланди

түркийә җумһурийити билән сәуди әрәбистан падишаһлиқи оттурисида биваситә мәбләғ селиш, мудапиә санаити, енергийә, дөләт мудапиәси вә учур – алақә қатарлиқ саһәләрдә түрлүк  келишимләр имзаланди.

2012613
түркийә билән сәуди әрәбистан оттурисида түрлүк келишимләр имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири:  дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман рәһбәрликидики һәйәтләр ара учришишлардин кейин, икки дөләт оттурисида  түрлүк келишимләр имзаланди.

түркийә җумһурийити билән сәуди әрәбистан падишаһлиқи оттурисида биваситә мәбләғ селишни илгири сүрүш саһәсидики һәмкарлиққа мунасивәтлик келишим лайиһәси җумһур рәислик мәһкимиси мәбләғ селиш ишханисиниң башлиқи бурақ дағлиуғлу билән сәуди әрәбистан мәбләғ селиш ишлири вәзири халид әлфалиһ тәрипидин имзаланди.

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун билән сәуди әрәбистан падишаһлиқи ахбарат ишлири вәзири сәлман бин йүсүф әддәвсәри  икки дөләт оттурисидики учур – алақә келишим лайиһәсини имзалиди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи билән сәуди әрәбистан падишаһлиқи дөләт мудапиә визарити оттурисида һәмкарлиқ орнитиш пилани, түркийә дөләт мудапиә министири йашар гүләр билән сәуди әрәбистан дөләт мудапиә вәзири шаһзадә халид бин сәлман тәрипидин имзаланди.

түркийә җумһурийити енергийә вә тәбиий байлиқ министирлиқи билән сәуди әрәбистан падишаһлиқи енергийә визарити оттурисида енергийә саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш келишим лайиһәси, түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақтар билән сәуди әрәбистан енергийә визири шаһзадә абдуләзиз бин сәлман әссууд тәрипидин имзаланди.

сәуди әрәбистан дөләт мудапиә визарити билән байқар гуруһи оттурисида һәмкарлиқ орнитиш келишим лайиһәси байқар гуруһиниң баш дериктори халуқ байрақтар билән сәуди әрәбистанниң муавин дөләт мудапиә визири халид бин һүсәйин әлбайари тәрипидин имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر