дөләт мудапиә министирлиқи: 794 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи бу йил киргәндин буйан 794 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини билдүрди.

2007931
дөләт мудапиә министирлиқи: 794 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, 1-йанвардин буйан елип бериливатқан терроризмға қарши күрәш даирисидә 19 и кәң даирилик болуп, җәмий 320 қетим һәрбий һәрикәт  елип берилип, 794 террорчи бир тәрәп қилинған.

дөләт мудапиә министирлиқи ахбарат васитилири вә  аммиви мунасивәтләр мәслиһәтчиси деңиз армийәси полковники зәки ақтүрк министирлиқта өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийә армийәсиниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к – п й д/й п г, даеш вә фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилати қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришиниң кәскин давамлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ  дегән: «1-йанвардин башлап ирақ вә сүрийәниң шималида 19 и кәң даирилик, 301 и оттура типлиқ болуп, җәмий 320 һәрбий һәрикәт елип берилди. йеқинқи бир һәптә ичидә елип берилған һәрбий һәрикәтләр давамида бир тәрәп қилинған 21 террорчини қошқанда, бу йил киргәндин буйан 794 террорчи  бир тәрәп қилинди. 2015 – йили 24 – ийулдин тартип һазирғичә ирақ вә сүрийәниң шималида 38 миң 137 террорчи  бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر