фидан қаратағда

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан бу йилниң ахириғичә түркийә билән қаратағ оттурисидики сода омумий соммисиниң 250 милйон долларлиқ нишанға йетишни үмид қилидиғанлиқини ейтти.

2004561
фидан қаратағда
Ervin İbrahimovic-Hakan Fidan.jpg
hakan fidan karadag.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан шәрқий җәнубий йавропа һәмкарлиқ мусаписи башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған қаратағда қаратағ - түркийә сода уйушмисиниң ечилиш мурасимида сөз қилди.

фидан түркийәниң қаратағ билән тарихий, инсанпәрвәрлик, сийасий вә мәдәнийәт алақиси барлиқини тәкитләп, бу күчлүк мунасивәтләрниң иқтисад саһәсидиму чоңқурлишиватқанлиқини әскәртип мундақ деди: «бу йилниң ахирида сода – санаәтчилилиримиз бекиткән кийә билән қаратағ оттурисидики сода омумий соммисини 250 милйон долларға йәткүзүш нишанимизға йетишни үмид қилимиз.».

у қаратағда болупму енергийә, сайаһәт, ул әслиһә, маарип, сәһийә, деһқанчилиқ, орманчилиқ, учур – алақә вә учурлаштуруш қатарлиқ саһәләрдә мәбләғ селиш йошурун күчиниң барлиқини байан қилди.

пуқралар авийатсийәси саһәсидики һәмкарлиқиниму чоңқурлаштурғанлиқлирини қәйт қилған фидан һәптилик нөвәтчи айропиланлириниң  санини 14 дин 17 гә көпәйткән түркийә һава йоллири ширкитиниң 100 миңдин артуқ үчинчи дөләт сайаһәтчисини қаратағқа йәткүзгәнликини, пегасус һава йоллири ширкитиниңму 7-айниң 19-күни қаратағқа айропилан сәпәрлирини башлайдиғанлиқини әскәртти.

ташқи ишлар министири хақан фидан учришишлири даирисидә қаратағниң муавин баш министири вә бошнақ партийәси рәиси ервин ибраһимович билән көрүшти.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «ташқи ишлар министиримиз бошнақ партийәсиниң тарихий сайламда қолға кәлтүрггн ғәлибисини тәбриклиди, шундақла қаратағлиқ бошнақ қериндашлиримизни давамлиқ қоллайдиғанлиқимизни тәкитлиди.»

хақан фидан қаратағ ислам бирләшмисиниң рәиси рифат феҗзичниң рийасәтчиликидә пайтәхт подгорикада өткүзүлгән «қурбан һейт» ни күтүвелиш зийапитигиму иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر