түркийә угандада мәктәпкә қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди

түркийә уганданиң мпондве районида бир мәктәпкә қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

2001003
түркийә угандада мәктәпкә қилинған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радйоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, һуҗумда нурғун оқуғучиларниң һайатидин айрилғанлиқидин қаттиқ қайғурғанлиқи тәкитлинип, һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға тәзийә билдүрди вә йаридарларниң тезрәк әслигә келишгә болған тиләклири йәткүзүлди.

байанатта һуҗумға қаттиқ  ләнәт оқуйдиғанлиқи тәкитлинип, «террорлуқниң барлиқ  шәкиллири вә ипадилиригә қарши қәтий ирадә билән күрәш қиливатқан дөлитимиз бу қийин күнләрдә уганда һөкүмити вә хәлқи билән һәмкарлиқ ичидә болиду» дейилди.  

уганданиң мпондве районида бир мәктәпкә қилинған террорлуқ һуҗумида 38 оқуғучини қошқанда, җәмий 41 кши қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر