гүләр фирансийә дөләт мудапиә министири билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дөләт мудапиә министири йашар гүләр бирйусселда фирансийә дөләт мудапиә министири себастийен лекорну билән көрүшти.

2000424
гүләр фирансийә дөләт мудапиә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири йашар гүләр түнүгүн (15-ийун) шималий атлантик әһди тәшкилати дөләт мудапиә министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған белгийәниң пайтәхти бирйусселдики нато баш иштабида, икки тәрәплик учришишлирини давамлаштурмақта.

бу даиридә, гүләр фирансийә дөләт мудапиә министири лекорну билән көрүшти.

икки тәрәплик, районлуқ мудапиә, бихәтәрлик вә шималий атлантик әһди тәшкилати мәсилилиридә өзара пикир алмаштурулған учришишта, фирансийә дөләт мудапиә министири лекорну министир гүләрниң түркийәниң йеңи дөләт мудапиә министири болғанлиқини тәбриклиди һәмдә униңға мувәппәқийәт тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر