түркийә суданда муһасиридә қалғанларни тарқақлаштуруш хизмити доклатини елан қилди

суданда судан армийәси билән тез йардәм бериш қисимлири оттурисида 15 – апрелдин буйан давамлишиватқан тоқунушлар сәвәбидин, түркийә һазирғичә 1961 нәпири түркийә пуқраси болуп, җәмий 2382 адәмни тарқақлаштурди.

1997889
түркийә суданда муһасиридә қалғанларни тарқақлаштуруш хизмити доклатини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи твиттердики адресида, түркийәниң судандин тарқақлаштуруш хизмәтлиригә даир әң йеңи истатистикиларни елан қилди.

учурда, «биз бүгүнгичә 1961 пуқрамизни өз ичигә алған җәмий 2382 адәмни тарқақлаштурдуқ. тарқақлаштуруш тиришчанлиқимизни қоллиған барлиқ органлиримизға рәһмәт ейтимиз. биз һәр даим пуқралиримизниң йенида» дегән ибариләргә орун берилди.

һәмбәһриләнгән гирафиктики истатистикиға қариғанда, түркийә судандин 1961 түркийә пуқраси билән башқа 24 дөләтниң 421 пуқраси болуп, җәмий 2382 адәмни тарқақлаштурған.

йәнә бир тәрәптин, тарқақлаштурулғанларниң 1478 иниң ефийопийә арқилиқ, 48 иниң мисир арқилиқ, 59 иниң сәуди әрәбистан арқилиқ ишқа ашурулғанлиқи, 715 адәмниң судан порти, 82 адәмниң хартум вади сәйднадин һәрбий айропилан билән тарқақлаштурулғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر