әрдоған сайламда хәлқниң, түркийәниң вә демократийәниң ғәлибә қилғанлиқини ейтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «бизла ғәлибә қилмидуқ, бәлки түркийә ғәлибә қилди, барлиқ хәлқимиз вә демократийәмиз ғәлибә қилди» деди.

1992319
әрдоған сайламда хәлқниң, түркийәниң вә демократийәниң ғәлибә қилғанлиқини ейтти
Erdoğan Külliye Seçim Sonrası.jpg
Erdoğan Külliye Seçim Sonrası1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иккинчи айланма җумһур рәислик сайлимида ғәлибә қилғандин кейин, илгирикигә охшаш, шундақла әнәнигә айланған «балкон нутуқи» ни, бу қетим пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик сарийиниң балконида сөзлиди.

у аваз бәргән барлиқ пуқраларға тәшәккүр ейтидиғанлиқини әскәртип, сайламда вәзипә өтигән хадимларни тәбриклиди.

у мундақ деди:

«бизла ғәлибә қилмидуқ, бәлки түркийә ғәлибә қилди, барлиқ хәлқимиз вә демократийәмиз ғәлибә қилди. әмдики миллий нишанимиз, миллий арзулиримизни чөридәп иттипақлишидиған вә бирлишидиған пәйттур.»

алий сайлам комитети елан қилған сайлам нәтиҗилиригә асасланғанда, түнүгүн (28-май) өткүзүлгән иккинчи айланма җумһур рәислик сайлимида %52.14 авазға еришип, қайтидин җумһур рәисликкә сайланди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر