әрдоған: түркийә ғәлибә қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп тайийп әрдоған: «аваз бериш ирадисини намайан қилған барлиқ пуқралиримизға тәшәккүр ейтимән» деди.

1992063
әрдоған: түркийә ғәлибә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җумһур рәислик сайламлириниң иккинчи айланмисида, ташланған авазларни санаш ишлири ахирлашқандин кейин, тунҗи нутуқини истанбулда сөзлиди.

у сайламға қатнишиш нисбитиниң йуқири болуши мунасивити билән, сайлиғучиларға тәшәккүр ейтти.

у мундақ деди:

«дөләтни йәнә бир қетим бәш йил башқуруш һоқуқини бизгә бәргән хәлқниң һәр биригә тәшәккүр ейтимән. ишәнгиниңларға лайиқ болимиз. биз шундақ ғәлибә қилайлики һечким уттурмайду, дегән идуқ. шундақ болғанда бүгүн ғәлибә қилған пәқәт түркийәдур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر