чавушоғлу сүрийәликләрниң дөлитигә қайтишиға алақидар хизмәтләр тоғрисида тохталди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сүрийәликләрниң дөләтлиригә бихәтәр вә адәмгәрчилики қилинған һаләттә йолға селиниши керәкликини, түркийәниң дәл шундақ қиливатқанлиқини ейтти.

1990704
чавушоғлу сүрийәликләрниң дөлитигә қайтишиға алақидар хизмәтләр тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу анталйаниң кәпәз районида хәлққә хитаб қилди؛ у бүгүнниң түркийәсиниң кәң җуғрапийәлик районға тарқалған дунйави күч икәнликигә ишарәт қилип, бу дөләтниң урушлар вә тоқунушлар йүз бериватқан бир районда җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә муқим һаләттә илгириләшни давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.

«биз <дунйа бәштин чоң> дейиш арқилиқ йеңи бир тәртипниң орнитилиши үчүн тиришиватимиз» дегән министир чавушоғлу: «чүнки бу тәртип йетәрсиз, бу тәртип дунйаниң үмидлиригә, дәрдлиригә чарә әмәс, сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилалмайду, киризисләр үстидин ғалиб келәлмәйду, инсанийәтниң үмидлирини ақлийалмайду» деди.

дунйаниң һәрқайси җайлирида шанлиқ түркийә байриқини ләпилдитиватқанлиқлирини тәкитлигән чавушоғлу: «террорлуққа нисбәтән дунйани тар қилғиниму түркийә, уруш вә тоқунушларда тинчлиқни мурәссә қиливатқиниму, бүйүк түрк дунйасини түрк дөләтлири тәшкилати байриқи астида бирләштүргиниму түркийәдур. дунйаниң қәйиридә болушидин қәтийнәзәр, өзиниң ирқдашлириға игә чиқиватқиниму түркийә» деди.

у түркийәниң дунйаниң хатирҗәмлики вә тинчлиқи үчүн мурәссәчилик ролини намайан қиливатқанлиқини тилға елип, русийә, иран, сүрийә вә түркийә ташқи ишлар министирлириниң русийә пайтәхти москвада бир йәргә җәм болуп, сүрийәликләрниң бихәтәр районларға қайтиши үчүн күрәш қиливатқанлиқини әскәртти.

сүрийәниң террорчилардин халийлаштурулуши вә түркийәдики сүрийәликләрниң бихәтәр һалда өз дөләтлиригә қайтиши керәкликини байан қилған министир чавушоғлу: «шундақ, уларни (сүрийәликләрни) йолға салайли, әмма уларни инсанчә усулда адәмгәрчилик билән, түркләргә йаришидиған шәкилдә йолға салайли» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر