чәт әлләрдә ташланған беләт сани бир йерим милйондин ашти

28 – май өткүзүлидиған җумһур рәислик сайлиминиң икки айланмиси даирисидә түркийәниң чәт әлләрдики әлчихана – консулханилири билән һәр қайси таможна еғизлиридики сайлам сандуқлириға беләт ташлиғучилар сани 1 милйон 500 миң 26 гә йәтти.

1989465
чәт әлләрдә ташланған беләт сани бир йерим милйондин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әлләрдә турушлуқ түркийәлик сайлиғучиларниң һәр қайси әлчихана – консулхана вә таможна еғизлиридики  20 – май башланған беләт ташлаш паалийити давамлашмақта.

бәзи дөләтләрдә җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмисиға беләт ташлаш муддити ахирлашти.

22 – май түркийә вақти саәт 23:37 минут өткичә болған җәрйанда түркийәниң чәт әлләрдики әлчихана – консулханилири билән һәр қайси таможна еғизлирида беләт ташлиғанлар сани 1 милйон 500 миң 26 гә йәтти.

беләт ташлаш паалийити чәт әлләрдики әлчихана – консулханиларда 24 – майғичә, таможниларда 28 – май саәт 17:00 гичә давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر