түркийә мудапиә санаити ширкәтлири 2023 - йиллиқ лима йәрмәнкисигә қатнишиду

түркийә җумһурийити мудапиә санаити ширкәтлири малайшийаниң лаңкави арилида әтә (23 – май) башлинип 27 – майғичә давамлишидиған хәлқара деңиз вә авийатсийә йәрмәнкиси — лима – 2023 кә қатнишиду.

1989291
түркийә мудапиә санаити ширкәтлири 2023 - йиллиқ лима йәрмәнкисигә қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийа мудапиә вә қатнаш министирлиқлириниң қоллиши билән, бу йил 16- қетимлиқи өткүзүлидиған 2023 – йиллиқ лима йәрмәнкиси асийа- тинч окйан райониниң әң чоң мудапиә йәрмәнкилириниң бири һесаблиниду.

түркийә 1991 – йилидин буйан һәр икки йилда бир қетим өткүзүлүп келиватқан лима йәрмәнкисигә иккинчи қетим қатнишиду.

2023 – йиллиқ лима йәрмәнкисигә түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси мудапиә санаити идариси, түркийә мудапиә вә авийатсийә санаити експортчилар җәмийити билән бирликтә, түркийәниң мудапиә санаити саһәсидә паалийәт елип бериватқан 18 ширкити қатнишиду.

йәрмәнкә җәрйанида түркийә мудапиә санаити ширкәтлири тәрипидин ишләпчиқирилған бироневик супилири, учқучилиқ / учқучисиз һәр хил қуруқлуқ вә авийатсийә васитилири, деңиз системилири, қорал системилири, електиронлуқ системилар, оқ- дорилар, тәқлидләштүргүчиләр, әшйа обороти қоллаш мәһсулатлири вә мудапиә мулазимити қатарлиқлар тонуштурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر