10 дин артуқ дөләттә аваз ташлаш ишлири ахирлашти

йавропаниң нурғун нуқтилирида түркийәдә 14-май өткүзүлидиған җумһур рәислик вә 28-нөвәтлик парламент әзалири сайламлири үчүн аваз ташлаш ишлири ахирлашти.

1983752
10 дин артуқ дөләттә аваз ташлаш ишлири ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка, канада, әнглийә, полша, шивийетсарийә, шиветсийә, булғарийә, италийә, малта, испанийә, португалийә, гиретсийә, чехийә, силовенийә вә венгирийәдә 14-май өткүзүлидиған җумһур рәислик вә 28-парламент әзалири сайлими үчүн аваз ташлаш ишлириниң ахирлишиши билән, сайлам сандуқлири етилди.

йапонийә билән хитайдиму аваз ташлаш ишлири ахирлашти.

аваз ташлаш ишлири ахирлашқандин кейин, сайлам сандуқи комитети вә көзәткүчиләрниң назарити астида печәтлинип халтиларға қойулған беләтләр, түркийә һава йоллири ширкитиниң айропилани билән түркийәгә әвәтилип, алий сайлам кеңишигә тапшуруп берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر