фуат октай түнүгүн падишаһ 3- чарлизниң таҗ кийиш мурасимиға қатнашти
муавин җумһур рәис фуат октай вә айали һумәйра шаһин октай түнүгүн падишаһ 3- чарлизниң таҗ кийиш мурасимиға қатнашти.
түркийә авази радйоси хәвири: муавин җумһур рәис фуат октай вә айали әнгилийәниң пайтәхти лондондики вестминистер аббей черкавида өткүзүлгән таҗ кийиш мурасимида түркийәгә вәкиллик қилди.
фуат октай иҗтимаий алақә һесабатида һәмбәһирлигән учрида, «әнгилийә падишаһи 3- чарлизниң таҗ кийиш мурасимиға қатнаштуқ. падишаһ 3- чарлизни, хан җәмәтини, әнгилийә хәлқи вә һөкүмитини тәбрикләймән, йеңи дәврдә түркийә-әнгилийә мунасивити техиму күчийиду, дәп қараймән» деди.
падишаһ 3- чарлизниң таҗ кийиш мурасимиға түнүгүн хан җәмәти әзалиридин башқа йәнә, дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән дөләт рәислири, атақлиқ шәхсләр вә хәйр-сахавәт органлири вәкиллири қатарлиқ 2200 дин артуқ меһман иштирак қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
гиретсийә баш министири кирийакос митсотакис әтә түркийәгә йетип келиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә митсотакисниң зийаритини қобул қилиду.