мәвлут чавушоғлу түркийәниң нөл ташландуқ тәшәббуси һәққидә тохталди

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түркийәдә мувәппәқийәт қазанған нөл ташландуқ тәшәббусиниң дунйадиму мувәппәқийәт қазинидиғанлиқини вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң сийасити сүпитидә техиму күчийиду дәп қарайдиғанлиқини ейтти.

1968305
мәвлут чавушоғлу түркийәниң нөл ташландуқ тәшәббуси һәққидә тохталди

түркийә авази радйоси хәвири: мәвлут чавушоғлу б д т да 30-март хәлқара нөл ташландуқ күни алаһидә йиғиниға қатнишиш үчүн түнүгүн американиң нйуйорк шәһиригә йетип берип, түрк өйидә түркийәлик мухбирлар билән көрүшти.

мәвлут чавушоғлу нөл ташландуқ лайиһәсиниң болупму б д т да мақулланған қарар билән дунйада үлгилик лайиһәгә шундақла б д т ниң сийаситигә айланғанлиқини тилға елип, 30-мартниңму охшаш қарар билән «хәлқара нөл ташландуқ күни» дәп тизимға елинғанлиқини әскәртти.

ташқи ишлар министири чавушоғлу сөзини давамлаштуруп, «һөрмәтлик җумһур рәисимиз дунйа системисини, болупму б д т бихәтәрлик кеңишини ислаһ қилиш үчүн қозғиған тәшәббусни <дунйа бәштин чоң> дегән шуар билән йуқири көтүрди. пүтүн дунйада бу шоар ишлитилишкә башланди. муһитни асраш мәсилиси билән башқа мәсилиләрдиму  <дунйа бәштин чоң> дегән шуар әслидә бир өзгириштин дирәк бәрмәктә. дунйа тезла өзгириватиду. нурғун мәсилиләр бар. бу мәсилиләрни һәл қилиш үчүн хәлқара система техиму үнүмлүк болуши керәк. техиму тез қарар чиқиралайдиған болиши лазим. муһитни асраш мәсилисидиму шундақ, уруш мәсилиридиму шундақ» деди.

чавушоғлу б д т билән елип берилған қара деңиз ашлиқ каридори келишими, мәһбусларни алмаштуруш вә уруш қатарлиқ нурғун саһәләрдә түркийә билән һәмкарлишип һәрикәт қилиниватқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر